16
февраль
2024
«Мақал - сөзниң озуғи, тепишмақ - ойниң қозуғи»
2024-жили 2-февраль күни Алмута шәһири А. Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә «Мақал - сөзниң озуғи, тепишмақ - ойниң қозуғи»
мавзусида очуқ дәрис болуп өтти. Мәзкүр дәрискә тәйярлиқ синиплириниң оқуғучилири вә уларниң ата-анилири қатнашти.
Дәрис мәхсити: балиларни ата-бовилиримиздин мирас болуп келиватқан еғиз әдәбият дурданилири билән тонуштуруш, миллий мәдәнийитимизгә болған муһәббитини ойғитиш . Дәрисниң алаһидилиги шуниңда болдики, балилар өз алдиға қоюлған вәзипилирини ата-анилири билән бирликтә ада қилди. Балилар хәлиқ чөчәклиридики һәрхил қәһриманлар
образлирини яритиш мабайнида мақаллар, тепишмақлар вә йеңилтмашларни ядқа ейтип, өзлириниң билимини, тиришчанлиғини, тапқурлиғини намайиш қилалиди. Дәрисниң йәнә бир алаһидилиги - балиларниң миллий
кийимләрни кийип, ана тилида ярқин сөзлиши дәрискә умумән миллий пурақ һәдийә қилди. Шундақла көрнәклик қуралларниң кәң түрдә пайдилинилиши дәрисниң мәзмунини, сүпитини, тәсирини техиму күчәйтти.
Все реакции:16Gulmina Duganova, Магпиратгуль Исраилова и ещё 14