ТӘБРИКЛӘЙМИЗ! «ИЛҺАМ» МУКАПИТИНИҢ ЙЕҢИ ЛАУРЕАТЛИРИ ЕНИҚЛАНДИ. » "КГУ Школа-гимназия №153 им.А.Розыбакиева" Управления образования г. Алматы
Телефон приемного:
+7(727) 230-97-61
Телефон бухгалтерия:
+7(727) 230-98-70
Версия
для слабовидящих
» » ТӘБРИКЛӘЙМИЗ! «ИЛҺАМ» МУКАПИТИНИҢ ЙЕҢИ ЛАУРЕАТЛИРИ ЕНИҚЛАНДИ.
27
декабрь
2023

ТӘБРИКЛӘЙМИЗ! «ИЛҺАМ» МУКАПИТИНИҢ ЙЕҢИ ЛАУРЕАТЛИРИ ЕНИҚЛАНДИ.

15-декабрь күни, елимизниң Мустәқиллиги күни һарписида Абдулла Розибақиев намидики №153-мәктәп-гимназиямизниң қазақ тили вә әдәбияти устази, яш шаирә, журналист Сабирәм Бәхитжанқизи Әнвәрова "Санаәтчиләр, тижарәтчиләр вә йеза егилиги хадимлири" ассоциацияси тәсис қилған мустәқил "Илһам" мукапитиниң "Әдәбият" номинацияси билән тәғдирләнди. Мәзкүр мукапатни ассоциация президенти Дилмурат Пирмуһәмәтоғли Кузиев тапшурди. Тонулған меценат өз сөзидә яш ижаткарға муваппәқийәтләр тилигәч, буниңдин кейин миллий маарипимизға үлүш қошуватқан устазлар әһлиму "Илһам" мукапити билән тәғдирлинидиғанлиғини атап өтти.   2000-жилларниң бешидин миллий мәдәнийитимиз жанкөйәри, тижарәтчи-меценат Дилмурат Кузиевниң тәшәббуси билән барлиққа кәлгән мәзкүр мукапат илим-пән, маарип, тибабәтчилик, әдәбият, сәнъәт, спорт вә башқа саһалар бойичә турақлиқ берилип кәлмәктә. 
Келәчигидин зор үмүтләр күткизиватқан бу яш ижаткарни тәбрикләп кәлгән алим, шаир-язғучи вә башқа зиялилар қоми билән мәктәп муәллимлири һәм оқуғучилар мәктәпниң мәжлис залиға лиқ толди. Шуниңдин кейин сәһнигә Қазақстан Хәлиқ язғучиси, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси, хәлиқара "Алаш" мукапитиниң саһиби, язғучи-драматург Әхмәтжан Һаширий, Абдулла Розибақиев намидики №153-мәктәп-гимназиясиниң мудири Шавкәт Өмәров,
М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институти, Мустәқиллик дәвридики әдәбият вә бәдиий публицистика бөлүминиң рәһбири, филология пәнлириниң доктори, профессор Гүлжаһан Орда, мәзкүр институтниң баш илмий хадими, Россия Тәбиий пәнләр академиясиниң мухбир-әзаси, профессор Алимҗан Тиливалди, "Мәрипәт" илим-пәнни қоллаш фонди намидин Риад Қурбанов, қанитини тавландуриватқан жумһурийәтлик "Уйғур авази" гезитиниң бир топ хадимлири, ижадий муһитта бир кемидә тәң үзүп келиватқан "Варис" әдәбий-ижадий бирләшмисиниң әзалири яш шаирәниң ижадийитини алаһидә тәрипләп, келәчәк паалийитигә утуқлар тилиди. 
   Андин шаирәниң ана жути Уйғур наһийәси Дардамту йезилиқ оттура мәктивиниң устазлири вә оқуғучилири йоллиған видео тәбрик LED экранда намайиш қилинди. 
Мәрасим ахирида яш шаирә вә униң ата-аниси бу тәдбирни уюштурғанларға вә кәлгән барлиқ меһманларға миннәтдарлиғини  изһар қилишти.











Осы беттің QR-коды:
QR-код этой страницы: