25
январь
2018
Мәктәп семинарлири
«А.Розибақиев намидики №153- мәктәп –гимназияниң» йеңи йөлиништики шерикдашлиғи
Мундақ бесимлиқларни оттура билим бериш системисида әмәлгә ашурушта «Өрлеу» педагогикилиқ кадрларниң билимини мукәммәлләштүрүш Миллий мәркизиниң роли чоң. «Өрлеу» Миллий мәркизи, бурунқи 16 вилайәтлик вә Алмута ,Астана шәһәрлик муәллимләрни қайта тәйярлаш институтини бириктүргән Миллий Мәркиз болуп 2012 – жили қурулған. «Өрлеу»да жилиға 73,3 миң муәллим қайта тәйярлиниш курслиридин өтиду. Алмута шәһәрлик «Өрлеу» филиалида иш сәпәр билән болған «Өрлеу»Миллий мәркизиниң башқарма рәиси, Қазақстан Жумһурийитидә тонулған билим бериш саһасиниң мутәхәссиси, алим-педагог, педагогика пәнлириниң доктори -Ахметова Гульнас Кенжетаевна, мәктәп мудирлириға билим бериш мәзмунини йеңилаш шараитидики бесим мәсилиләрни алмутилиқ педагоглар «Устазлар өйидә» «Өрлеу» тренерлири билән йешишни тәвсийә қилған еди. Гульнас Кенжетаевнаниң тәшшәбусини башчилиққа алған. А.Розибақиев намидики №153-мәктәп-гимназия устазлар коллективиниң киргән жилдики биринчи көчмә семинари Алмута шәһәрлик «Өрлеу» педагог хадимлириниң билимини ашуруш институти билән ижадий һәмдостлуқта башланди. Әлвәттә, бу тәшшәбусни педагогика пәнлириниң доктори Садвакасова Р.А башқурған Алмута шәһәрик «Өрлеу» филиали коллективи қоллап-қувәтлиди. Семинарни уюштуруш вә өткүзүш ишлирини «Өрлеу»ниң «Инновациялик технологияләр вә тәбиий математикилиқ (гуманитарлиқ) пәнләрни оқутуш методикиси» кафедрисиниң башчиси педагогика пәнлириниң намзити, профессор Арзиева А.Т. башқурди. Гимназия мәмурийити гимназия муәллимлири паалийитидики бесимлиқларни алдин-ала ениқлап, институт башчилиғиға тәвсийә қилди. Тәвсийә қилған мавзулар асасида институтниң тренерлири Баекешева К.Е , Есентаева А.И. Мурадова И.В., Абдибаева С.К., «Тәңқидий ойлаш», «Критериаллиқ баһалаш», «Лайиһәләш технологияси», «Блум Таксономиясигә асасланған ойлаш дәрижилири» намлиқ 4 сессиядә иш жүргүзүлди. Семинарға қатнашқан мәзкүр билим дәргаһиниң 102 педагоги билим мәзмунини йеңилаш шараитидики көплигән актуал соалларға жавап алди. Семинардин кейинки муназиридә «Өрлеу» АЖ Миллий мәркизи билән А.Розибақиев намидики №153-мәктәп-гимназияниң бу йөнилиштики шерикдашлиғи буниңдин кейинму давамлишидиғанлиғи атап өтүлди.
Әсқәрова Аида Нармианқизи
А.Розибақиев намидики №153
мәктәп-гимназияниң илмий-методикилиқ
ишлар бйичә мудирниң орунбасари