Мәктәп семинарлири » "КГУ Школа-гимназия №153 им.А.Розыбакиева" Управления образования г. Алматы
Телефон приемного:
+7(727) 230-97-61
Телефон бухгалтерия:
+7(727) 230-98-70
Версия
для слабовидящих
25
январь
2018

Мәктәп семинарлири

«А.Розибақиев намидики №153- мәктәп –гимназияниң» йеңи йөлиништики шерикдашлиғи


Дөләт рәһбири Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң «Төртинчи санаәт  инқилави тәрәққиятиниң йеңи имканийәтлири» намлиқ Қазақстан хәлқигә новәттики Мәктүби, дөләтни буниңдин кейин риважлинишиға шараит яритидиған ениқ вә мәхсәтлик характерда болди. Билим бериш саһалири  үчүн муһими Мәктүбниң, "Адәм капитали –йеңилиниш асаси" намлиқ  йәттинчи  вәзиписи. Бу вәзипидә, өзгиришләргә дайим маслашқан вә йеңи билимни егиләш қабилийити риважланған яшларни тәйярлаш мәхситидә оттура билим бериш саһаси, йеңиланған мәзмундики билим беришкә көчкәнлигини, бу тамамән йеңи стандартлар, йеңи программилар вә йеңи кадрлар екәнлигини, шу сәвәптин педагогларни оқутуш, уларниң билимини ашуруш йоллирниң қайта қараштуруш муһимлиғи атап өтүлди. 
Мундақ бесимлиқларни оттура билим бериш системисида әмәлгә ашурушта «Өрлеу» педагогикилиқ кадрларниң билимини  мукәммәлләштүрүш    Миллий мәркизиниң  роли чоң. «Өрлеу» Миллий мәркизи, бурунқи 16 вилайәтлик вә Алмута ,Астана  шәһәрлик муәллимләрни қайта тәйярлаш институтини бириктүргән  Миллий Мәркиз болуп 2012 – жили қурулған. «Өрлеу»да жилиға 73,3 миң муәллим қайта тәйярлиниш курслиридин өтиду. Алмута шәһәрлик «Өрлеу» филиалида иш сәпәр билән болған «Өрлеу»Миллий мәркизиниң башқарма рәиси, Қазақстан Жумһурийитидә тонулған билим бериш саһасиниң  мутәхәссиси, алим-педагог, педагогика пәнлириниң  доктори  -Ахметова Гульнас Кенжетаевна, мәктәп мудирлириға  билим бериш мәзмунини  йеңилаш шараитидики  бесим  мәсилиләрни алмутилиқ педагоглар «Устазлар өйидә»  «Өрлеу»  тренерлири  билән йешишни тәвсийә қилған еди. Гульнас Кенжетаевнаниң  тәшшәбусини башчилиққа алған. А.Розибақиев намидики №153-мәктәп-гимназия  устазлар коллективиниң киргән жилдики биринчи  көчмә  семинари Алмута  шәһәрлик «Өрлеу» педагог хадимлириниң билимини ашуруш институти  билән ижадий  һәмдостлуқта башланди. Әлвәттә, бу тәшшәбусни  педагогика пәнлириниң  доктори Садвакасова Р.А  башқурған Алмута шәһәрик «Өрлеу» филиали коллективи қоллап-қувәтлиди. Семинарни уюштуруш вә өткүзүш  ишлирини «Өрлеу»ниң «Инновациялик технологияләр вә тәбиий математикилиқ (гуманитарлиқ) пәнләрни оқутуш методикиси» кафедрисиниң башчиси педагогика пәнлириниң намзити, профессор Арзиева А.Т. башқурди.  Гимназия мәмурийити  гимназия муәллимлири паалийитидики  бесимлиқларни алдин-ала ениқлап, институт башчилиғиға тәвсийә қилди. Тәвсийә қилған мавзулар  асасида институтниң  тренерлири Баекешева  К.Е , Есентаева А.И. Мурадова И.В., Абдибаева С.К., «Тәңқидий ойлаш», «Критериаллиқ баһалаш», «Лайиһәләш  технологияси», «Блум Таксономиясигә асасланған ойлаш дәрижилири» намлиқ 4  сессиядә иш жүргүзүлди. Семинарға қатнашқан  мәзкүр  билим дәргаһиниң 102 педагоги билим мәзмунини йеңилаш шараитидики  көплигән  актуал  соалларға жавап алди. Семинардин кейинки муназиридә «Өрлеу» АЖ Миллий мәркизи билән А.Розибақиев намидики №153-мәктәп-гимназияниң бу йөнилиштики шерикдашлиғи буниңдин кейинму давамлишидиғанлиғи атап өтүлди. 

Әсқәрова Аида Нармианқизи

А.Розибақиев намидики №153

 мәктәп-гимназияниң илмий-методикилиқ 

ишлар бйичә мудирниң орунбасари

Осы беттің QR-коды:
QR-код этой страницы: